Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 13

Росулларниң паалийәтлири 13:42-45

Help us?
Click on verse(s) to share them!
42Павлус билән Барнабас синагогдин чиқиватқанда, җамаәт уларға келәрки шабат күни бу ишлар һәққидә йәнә сөзләшни йелинди.
43Синагогтики җамаәт тарқалғанда, нурғун Йәһудийлар вә Худадин қорққан Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабасқа әгәшти. Иккиси уларға сөз қилип, уларни Худаниң меһри-шәпқитидә чиң турушқа дәвәт қилди.
44Кейинки шабат күни, пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Худаниң сөз-каламини аңлиғили келишти.
45Бирақ бундақ топ-топ адәмләрни көргән Йәһудийлар һәсәткә чөмүп, Павлусниң сөзлиригә қарши тәтүр гәп қилип, униңға төһмәт қилди.

Read Росулларниң паалийәтлири 13Росулларниң паалийәтлири 13
Compare Росулларниң паалийәтлири 13:42-45Росулларниң паалийәтлири 13:42-45