13У дәрвазиниң ишигини қаққанда, Рода исимлиқ бир дедәк авазни аңлап чиқти.
14У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикни ечишқиму үлгүрмәй жүгүрүп келип, һәммәйләнгә: — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.
15Лекин улар: — Сараң болуп қалдиңғу! — дейишти. Бирақ у: — Раст шундақ, дәп турувалди. Улар: — У униң пәриштиси болса керәк! — дейишти.
16Бирақ Петрус дәрвазини қеқивәрди. Улар чиқип дәрвазини ечип, униң өзини көргәндә һәммәйлән һаң-таң болушти.
17Петрус уларға үн чиқармаслиққа қол ишарити қилип, уларға Рәбниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини ейтип бәрди. Андин кейин, у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә қериндашларға йәткүзүп қоюңлар, — дәп, өзи у йәрдин башқа йәргә кәтти.
18Таң атқанда, қаравуллар Петрус зади немә болди дәп сарисимигә чүшти.
19Һерод уни издәп униң из-деригини тапалмиғачқа, қаравулларни сорақ қилип, уларни өлүмгә мәһкүм қилишни буйруди. Бу иштин кейин, у Йәһудийәдин чүшүп Қәйсәрийә шәһиригә берип шу йәрдә турди.