Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 3

Римлиқларға 3:23-28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
23(чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди)
24Чүнки етиқатчиларниң һәммиси Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ, Худаниң меһри-шәпқити билән бәдәлсиз һәққаний қилиниду.  
25Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; инсанларниң Униң қурбанлиқ қениға ишәш бағлиши билән қурбанлиқ инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти.   
26Буниңға охшаш бу қурбанлиқ арқилиқ У һазирқи заманда болған һәққанийлиғиниму көрсәткән. Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди.
27Ундақ болса, инсанниң немә махтанғичилиги бар? Махтиниш йоқ қилинди! — Немә принсипқа асасән? Қанунға интилиш принсипи биләнму? — Яқ! «Етиқат» принсипи билән!
28Чүнки «Инсан Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки етиқат билән һәққаний қилиниду» дәп һесаплаймиз!   

Read Римлиқларға 3Римлиқларға 3
Compare Римлиқларға 3:23-28Римлиқларға 3:23-28