Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 3

Римлиқларға 3:1-8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Ундақта, Йәһудий болғанниң Йәһудий әмәстин немә артуқчилиғи бар? Хәтнилик болғанниң немә пайдиси бар?
2Әмәлийәттә, уларниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң бешарәтлик сөзлири Йәһудийларға аманәт қилинған.
3Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?  
4Һәргиз ундақ қилмайду! Худа растчил һесаплинип, һәммә адәм ялғанчи һесаплансун! Худди муқәддәс язмиларда Худа һәққидә йезилғинидәк: — «Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән».  
5Лекин бизниң һәққанийсизлиғимиз арқилиқ Худаниң һәққанийлиғи техиму ениқ көрситилсә, буниңға немә дәймиз? Һәққанийсизлиқ үстигә ғәзәп төкидиған Худани һәққаний әмәс дәймизму (мән инсанчә сөзләймән)?
6Мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр ундақ болса, Худа аләмни қандақ сораққа тартиду?
7Бәзиләр йәнә: «Мениң ялғанчилқимдин Худаниң һәқиқәтлиги техиму очуқ қилинса, шундақла улуқлуғи техиму йорутулса, әнди мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» дейиши мүмкин.
8Ундақ болғанда немишкә (бәзиләр бизгә төһмәт чаплимақчи болуп, гәплиримизни буривәткәндәк) «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқип қалар» — дейишкә болмайду? Бундақ дегүчиләрниң җазалиниши һәқлиқтур!

Read Римлиқларға 3Римлиқларға 3
Compare Римлиқларға 3:1-8Римлиқларға 3:1-8