20У бир һәмян пул елип кәтти, Ай толғичә у өйгә кәлмәйду» — деди.
21Аял көп шерин сөзлири билән раса қизиқтурди, Чирайлиқ гәплири билән уни әсир қиливалди.
22Союшқа елип маңған өкүздәк, Һамақәт киши кишән билән җазаға маңғандәк, Қилтаққа чүшкән қуштәк, Жигит униң кәйнидин маңди. Җигирини оқ тешип өтмигучә, У бу ишниң һаятиға замин болидиғанлиғини һеч билмәйду.