41Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса
42(чүнки улар Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң тоғрисида аңлийлайду), — ундақ бириси келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса,
43Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду.