35Һәр бир тәгликниң төписидә егизлиги йерим гәз келидиған бир жумилақ җаза бар еди. Һәр бир тәгликниң төписидә тирәк вә рәсимлик тахтайлар бар еди. Улар тәглик билән тәң қуюлған.
36У мошу тирәк вә рәсим тахтайлиридики бош орунларға керуб, шир вә хорма дәрәқлириниң нусхилирини вә чөрисигә торланған гүл шахлирини нәқиш қилди.
37Шу тәриқидә у мошу он тәгликни ясап болди. Һәммиси бир нусхида қуюлуп, охшаш чоңлуқта вә шәкилдә еди.
38У мистин он дас ясиған болуп, һәр бир дасқа қириқ бат су сиғатти; һәр бир дасниң тоғриси төрт гәз еди. Он тәгликниң һәр бириниң төписидә бирдин дас бар еди.
39У бәш дасни ибадәтханиниң оң йенида вә бәшни ибадәтханиниң сол йенида қойди; мис деңизни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойди.
40Һирам шуларға тәәллуқ дас, күрәк вә қача-қучиларниму ясап тәйяр қилди. Шундақ қилип Һирам Сулайман падишаһ үчүн Пәрвәрдигарниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүткүзди: —
41икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди,
42шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти. Бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики; апқурсиман икки башни йепип туратти.
43У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни,
44«мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди,
45қазанларни, күрәкләрни вә қача-қучиларниму тәйяр қилди. Һирам Пәрвәрдигарниң өйи үчүн Сулайман падишаһниң әмри билән ясиған бу һәммә нәрсиләр пақирайдиған мистин еди.
46Падишаһ уларни Иордан түзләңлигидә, Суккот билән Зарәтанниң оттурисида, шу йәрдики сеғизлайда қелип ясап, қуйдуруп чиқти.
47Бу нәрсиләр шунчә көп болғачқа, Сулайман уларниң еғирлиғини өлчимиди. Шуниң билән мисниң еғирлиғи мәлум болмиди.
48Сулайман йәнә Пәрвәрдигарниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти: — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған алтун ширәни,
49Каламхана алдида туридиған сап алтун чирақданларни (бәшни оң йенида, бәшни сол йенида) ясатти; вә шуларниң гүлсиман зиннәтлирини, чирақлирини, чирақ қисқучлирини алтундин ясатти;
50дас-пиялилирини, пичақлирини, қачилирини, тәхсилирини вә күлданларниң һәммисини сап алтундин ясатти; у ичкирики ханиниң, йәни әң муқәддәс җайниң қатлинидиған, қош қанатлиқ ишикләрниң гирәлирини вә өйдики муқәддәс җайниң ишиклириниң гирәлирини алтундин ясатти.