Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 19

Падишаһлар «1» 19:17-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
17Вә шундақ болидуки, Һазаәлниң қиличидин қечип қутулған һәр бирини Йәһу өлтүриду; Йәһуниң қиличидин қечип қутулған һәр бирини Елиша өлтүриду.
18Лекин Исраилда йәттә миң кишини, йәни Баалниң алдида тизлирини пүкмигән вә униңға ағзини сөйгүзмигән һәр бирини өзүмгә сақлап қалдурдум, — деди.  
19У у йәрдин чиқип, Шафатниң оғли Елишани тапти. У чағда у йәр һайдавататти; униң алдида он икки җүп уй бар еди, у он иккинчиси билән қош һайдавататти. Илияс келип униң үстигә өз йепинчисини ташлап артип қойди.
20У уйларни ташлап Илиясниң кәйнидин жүгүрүп келип: — Мени берип атам билән анамни сөйгили қойғин, андин мән келип саңа әгишәй, — деди. У униңға: — Қайтқин; мән саңа немә қилдим? — деди.
21У униңдин айрилип, өзи ишләткән бир җүп уйни союп, уларниң җабдуқини отун қилип, гөшини пиширип хәлиққә беривиди, улар йеди. Андин у орнидин қопуп Илиясниң кәйнидин әгишип, униң хизмитидә болди.

Read Падишаһлар «1» 19Падишаһлар «1» 19
Compare Падишаһлар «1» 19:17-21Падишаһлар «1» 19:17-21