39Хәлиқләрниң һәммиси буни көрүпла, улар дүм жиқилип: — Пәрвәрдигар, у Худадур, Пәрвәрдигар, у Худадур, дейишти.
40Илияс хәлиққә буйруп: — Баалниң пәйғәмбәрлирини тутуңлар, һеч қайсини қоюп бәрмәңлар, — деди. Улар уларни тутқанда Илияс уларни кишун җилғисиға елип берип, у йәрдә қәтл қилдурди.
41Илияс Аһабқа болса: — Чиқип йәп-ичкин. Чүнки қаттиқ ямғурниң шалдирлиған авази аңланмақта, — деди.
42Аһаб қопуп йәп-ичиш үчүн чиқти. Амма Илияс Кармәлниң чоққисиға чиқип йәргә еңишип, бешини тизиниң оттурисиға қоюп тизлинип
43хизмәткариға: — Чиқип деңиз тәрәпкә қариғин, деди. У чиқип сәпселип қарап: — Һеч нәрсә көрүнмәйду, деди. У җәмий йәттә қетим: — Берип қарап баққин, дәп буйруди.