9андин «мәсиһләш мейи»ни елип, ибадәт чедири вә униң ичидики барлиқ нәрсиләрни мәсиһләп, уни вә барлиқ һәммә әсваплирини Худаға атап муқәддәс қилғин. Шундақ қилип пүткүл чедир муқәддәс болиду.
10Сән көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини, шундақла униң барлиқ әсваплирини мәсиһләп, уни Худаға атап муқәддәс қилғин; буниң билән қурбангаһ «әң муқәддәс нәрсиләр» қатарида болиду.
11Сән йәнә жуюнуш деси вә униң тәглигини мәсиһләп муқәддәс қилғин.
12Андин Һарун билән униң оғуллирини җамаәт чедириниң кириш еғизиға йеқин әкилип, уларни су билән жуйғин;
13Һарунға муқәддәс кийимләрни кийдүрүп, Маңа каһинлиқ хизмәттә болуши үчүн уни мәсиһләп, Маңа айрип муқәддәс қилғин.
14Андин униң оғуллирини елип кирип, уларға халта көйнәкләрни кийдүрүп,
15уларниң атисини мәсиһлигиниңдәк Маңа каһинлиқ хизмитидә болуши үчүн уларниму мәсиһлигин. Шуниң билән уларниң бу мәсиһлиниши улар үчүн әвлаттин әвлатқичә әбәдий каһинлиқниң бәлгиси болиду.
16Муса шундақ қилди; Пәрвәрдигар униңға немә буйруған болса, у шундақ беҗа кәлтүрди.
17Шундақ болдики, иккинчи жилниң биринчи ейида, айниң биринчи күнидә ибадәт чедири тикләнди.
18Муса чедирни тикип, тәгликлирини орунлаштуруп, тахтайлирини тизип, уларниң балдақлирини бекитип, хадилирини тиклиди.
19Муқәддәс чедирниң үстигә ички йопуқни япти, андин униң үстигә ташқи йопуқни йепип қойди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
20Андин у һөкүм-гувалиқни елип, уни сандуқ ичигә қойди; балдақларни әһдә сандуғиниң һалқилиридин өткүзүп, «кафарәт тәхти»ни сандуқниң үстигә орунлаштурди.
21Әһдә сандуғини муқәддәс чедир ичигә елип кирип, оттуриға «айрима пәрдә»ни тартти; шундақ қилип у һөкүм-гувалиқ сандуғини пәрдә арқилиқ тосуп қойди. Һәммә иш Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
22У ширәни җамаәт чедириға елип кирип, муқәддәс җайниң шимал тәрипигә, «әң муқәддәс җай»дики пәрдиниң сиртиға қойди.
23«Тәқдим нанлар»ни ширәниң үстигә, Пәрвәрдигарниң алдиға тизип қойди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
24Андин у чирақданни җамаәт чедириға елип кирип, уни муқәддәс җайниң җәнуп тәрипигә, ширәниң удулиға қойди,
25чирақларни Пәрвәрдигарниң алдиға орунлаштурди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
26Андин у хушбуйни көйдүргүчи алтун қурбангаһни ичидики пәрдиниң алдиға тиклиди;
27Униң үстидә есил хушбуйни көйдүрди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
28У ибадәт чедириниң кириш еғизиға пәрдә тартти.
29Андин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини җамаәт чедиридики муқәддәс җайниң кириш еғизиға йеқин қойди; униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә ашлиқ һәдийәсини өткүзди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
30Жуюнуш десини җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға қоюп, жуюшқа ишлитилидиған суни дасқа тошқузуп қуйди.
31Муса вә Һарун билән униң оғуллири қачанла җамаәт чедириға кирсә яки қурбангаһқа йеқин барса, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қоллирини шу суда жуятти. Булар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.