Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 22

Луқа 22:6-28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Йәһуда мақул болуп, уни халайиқтин айрим қалғанда уларға тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә киришти.
7Әнди петир нан һейтиниң биринчи күни йетип кәлгән еди. Шу күни «өтүп кетиш һейти»ға атап қурбанлиқ қоза союлатти.  
8Шуниң билән Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Берип бизгә өтүп кетиш һейтиниң қозисини биргә йегили тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.
9— Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди улар.
10У уларға мундақ деди: — Шәһәргә кирсәңлар, мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңип у киргән өйгә кириңлар.
11Вә өй егисигә: «Устаз: — Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана өй қәйәрдә? — дәп сораватиду» дәңлар.
12У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә тәйярлиқ қилип туруңлар.
13Шуниң билән иккиси беривиди, һәммә ишлар униң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти.
14Әнди вақти-саити кәлгәндә, Әйса дәстиханда олтарди; он икки расул униң билән биллә олтиришти.
15Андин у уларға: — Мән азап чекиштин илгири, силәр билән өтүп кетиш һейтиниң бу тамиғиға һәмдәстиханда болушқа толиму интизар болуп кәлгән едим.
16Чүнки силәргә ейтайки, бу һейт зияпитиниң әһмийити Худаниң падишаһлиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән, — деди.
17Андин у бир җамни қолиға елип, тәшәккүр ейтти вә мухлислириға: — Буни елип араңларда тәқсим қилип ичиңлар.
18Чүнки шуни ейтайки, мундин кейин Худаниң падишаһлиғи кәлмигичә, һәргиз үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән, — деди.
19Андин у бир тал нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти вә уни уштуп, уларға үләштүрүп берип: — Бу мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.  
20У шуниңдәк тамақтин кейинки җамни қолиға елип мундақ деди: — Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур.
21Лекин мана, мени тутуп бәргүчиниң қоли мениң билән бир дәстихандидур.
22Вә Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида бекитилгәндәк аләмдин кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай!
23Андин мухлислар бир-биридин: — Аримизда зади ким мушундақ ишни қилиши мүмкин? — дәп муназиригә чүшүп кетишти.
24Әнди уларниң арисида қайсимиз әң улуқ санилишимиз керәк дегән талаш-тартиш пәйда болди.
25У уларға мундақ деди: — Әлләрдики падишаһлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду.   
26Бирақ силәр шундақ болмаңлар; бәлки араңлардики әң мәртивилиги өзини әң кичигидәк һесаплисун вә йетәкчи болғанлар һәммәйләнгә хизмәткардәк болсун. 
27Ким мәртивилик, дәстиханда олтарғанму яки дәстихандики күткүчиму? Дәстиханда олтарғини әмәсму? Бирақ мән болсам араңларда хизмитиңларда болғучи күткүчидәктурмән.
28Силәр болсаңлар, бешимға синақлар кәлгәндә баштин-ахир мән билән биллә һәмраһ болғансиләр.

Read Луқа 22Луқа 22
Compare Луқа 22:6-28Луқа 22:6-28