Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 25

Лавийлар 25:29-55

Help us?
Click on verse(s) to share them!
29Әгәр бириси сепиллиқ шәһәрниң ичидики бир туралғу өйни сатқан болса, сетип бир жил ичидә уни яндурувелиш һоқуқи бардур. Толуқ бир жил түгәп болғичә, яндурувелиш һоқуқи бардур.
30Лекин пүтүн жил ичидә яндурувелинмиса, сепиллиқ шәһәрниң ичидики бу өй нәсилдин-нәсилгә алған кишиниң қолида болуп, азатлиқ жили кәлсиму яндурулмас.
31Лекин сепилсиз кәнтләрниң өйлири болса зиминниң етизлиридәк һесаплиниду; уларни яндуруп сетивалғили болиду; азатлиқ жили кәлгәндә әсли егисиниң қолиға яндурулиду.
32Лекин Лавий шәһәрлиридә болса, Лавийлар өз мираси болған шәһәрләрдики өйлирини халиса һәр қачан қайтурувелиш һоқуқи бардур.
33Лавийлардин бири өйлирини, йәни өз мираси болған шәһәрдики бир өйни қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму, лекин қайтуруп алмиған болса, ундақ әһвалда у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду; чүнки Лавий шәһәрлириниң өйлири болса Лавийларниң Исраилларниң арисидики мираси болиду.
34Шундақ һәм буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири болса, уларниң әбәдий мираси болғачқа, сетилса болмайду.
35Саңа хошна болған, қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз җенини бақалмай қалса, сән уни мусапир яки яқа жутлуқ меһмандәк йениңда турғузуп, униңдин хәвәр алғин.
36Сән униңдин өсүм вә яки пайда алмиғин; сән Худайиңдин қорқуп, қериндишиңни қешиңда турушқа қойғин.
37Пулуңни униңға өсүмгә бәрмә, ашлиғиңниму пайда елиш мәхситидә униңға өтнә бәрмигин.
38Худайиңлар болушқа, Қанаан зиминини силәргә беришкә силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
39Әгәр саңа хошна болған қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини саңа сатса, уни қулдәк қуллуқ хизмитигә салмиғин;
40бәлки у қешиңда мәдикар яки мусапирдәк турсун; азатлиқ жилиғичә сениң хизмитиңдә болсун;
41андин азат болуп өзи билән балилири қешиңдин чиқип, өз җәмәтигә йенип берип, ата-бовилириниң йәр-мүлкигә қайтсун.
42Чүнки улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән қул-бәндилирим болғачқа, уларни қулдәк сетишқа йол қоймаңлар.
43Сән уларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмайсән, бәлки Худайиңдин қорққин.
44Лекин өзүңгә қул яки дедәк алмақчи болсаң, уларни әтраптики ят әлләрдин шундақ қул я дедәк сетивалсаң болиду.
45Булардин башқа, араңларда олтирақлашқан мусапирларниң пәрсәндлирини вә шуларниң җәмәтидин, йәни силәр билән биллә туруватқан, зиминиңларда туғулғанлардин қуллар сетивалсаңлар болиду; шуниң билән улар силәрниң мүлкүңлар болуп қалиду.
46Силәр мушуларни өзүңлардин кейинки балилириңларға мирас қилип, уларға мүлүк болушқа қалдурсаңлар болиду; мушуларни әбәдгичә қул қилсаңлар болиду; лекин өз қериндашлириңлар болған Исраиллар арисида болса, бир-бириңларға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмаслиғиңлар керәк.
47Әгәр араңларда олтиришлиқ бир мусапир яки яқа жутлуқ бейиған вә униңға хошна қериндишиң кәмбәғәллишип, өзини шу хошна мусапирға вә яки шу мусапирниң мәлум бир әвладиға сатса,
48у сетилғандин кейин униңда пул төләп һөрлүккә чиқиш һоқуқи қалиду; униң ака-укилириниң һәр қайсиси уни һөрлүккә сетивалса болиду.
49Шуниңдәк униң тағиси яки тағисиниң оғли вә яки җәмәтидин болған һәр қайси йеқин туққини уни һөрлүккә сетивалса болиду; яки өзиниң қурби йәтсә, пул берип өз-өзини һөрлүккә сетивалса болиду.
50Уни сетивалидиған киши униң ғоҗиси билән гәплишип сетилған жилдин тартип азатлиқ жилиғичә қанчилик болғанлиғини һесаплап, сетивелиш баһасини жилларниң саниға қарап һесаплисун; һөрлүк пули һесаплашта қулниң ғоҗисиға ишләшкә керәк болған қалған күнлириниң һәққи «мәдикарниң ишлигән күнлири»дәк һесаплансун.
51Азатлиқ жилиға йәнә хелә жиллар болса, шуни һесаплап, сетилған пулниң нисбити бойичә һөрлүк пулини һесаплап бәрсун;
52әгәр азатлиқ жилиға аз жиллар қалған болса, уни һесап қилип, қалған қуллуқ жиллириға мувапиқ пулни яндуруп бәрсун.
53Болмиса, қул шу ғоҗисиниң йенида жиллиқ мәдикардәк туруши керәк; униң ғоҗиси сениң көз алдиңда униңға қаттиқ қоллуқ билән ғоҗилиқ қилмисун.
54Әгәр қул жуқуриқи йоллар билән һөрлүккә чиқалмиса, азатлиқ жили кәлгәндә қоюп берилсун — у балилири билән қошулуп азат болиду.
55Чүнки Исраилларниң өзи Маңа қул-бәндиләрдур; улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип кәлгән қул-бәндилиримдур. Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.

Read Лавийлар 25Лавийлар 25
Compare Лавийлар 25:29-55Лавийлар 25:29-55