Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар

Лавийлар 10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Һарунниң оғуллири Надаб билән Абиһу иккиси өз хушбуйдинини елип униңға от йеқип үстигә хушбуйни селип, Пәрвәрдигар уларға буйруп бақмиған ғәйрий бир отни Пәрвәрдигарға сунди;
2шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдидин от чиқип уларни йәвәтти; шуан улар Пәрвәрдигарниң алдида өлди.
3Муса Һарунға: — Мана, бу Пәрвәрдигарниң: «Мән Маңа йеқин кәлгән адәмләрдә Өзүмниң муқәддәс екәнлигимни көрситимән вә барлиқ хәлиқниң алдида улуқлинимән» дегән сөзиниң өзидур, деди. Шуни девиди, Һарун җим туруп қалди.
4Муса Һарунниң тағиси Уззиәлниң оғуллири болған Мишаәл билән Әлзафанни чақирип уларға: — Силәр йеқин келип өз қериндашлириңларни муқәддәс җайниң алдидин көтирип, чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар» — деди.
5Шуниң билән улар йеқин келип, уларни кийиклик көйнәклири билән көтирип Мусаниң буйруғинидәк чедиргаһниң ташқириға елип чиқти.
6Муса Һарун вә оғуллири Әлиазар билән Итамарға: — Силәр башлириңларни очуқ қоймаңлар, кийимлириңларни житмаңлар; болмиса өзүңлар өлүп, пүткүл җамаәткә ғәзәп кәлтүрисиләр; лекин қериндашлириңлар болған пүткүл Исраил җәмәти Пәрвәрдигар яққан от түпәйлидин матәм тутуп жиғлисун.
7Амма силәр болсаңлар Пәрвәрдигарниң Мәсиһләш мейи үстүңларға сүрүлгән болғачқа, җамаәт чедириниң ташқириға чиқмаңлар; болмиса өлисиләр, деди. Шуни девиди, улар Мусаниң буйруғинидәк қилди.
8Пәрвәрдигар Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
9«Сән өзүң вә оғуллириң шарап вә я башқа күчлүк һарақларни ичип, җамаәт чедириға һәргиз кирмәңлар; болмиса, өлүп кетисиләр. Бу силәр үчүн дәвирдин-дәвиргә әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
10Шундақ қилсаңлар, муқәддәс билән адәттикини, пак билән напакни пәриқ етип аҗриталайдиған болисиләр;
11шундақла Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән Исраилларға тапшурған һәммә бәлгүлимиләрни уларға үгитәләйсиләр».
12Муса Һарун вә униң тирик қалған оғуллири Әлиазар билән Итамарға мундақ деди: — «Силәр Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләрдин ешип қалған ашлиқ һәдийәни елип уни қурбангаһниң йенида ечитқу арилаштурмиған һалда йәңлар; чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
13Бу Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған нәрсиләрдин сениң несивәң вә оғуллириңниң несивиси болғачқа, уни муқәддәс җайда йейишиңлар керәк; чүнки маңа шундақ буйрулғандур.
14Униңдин башқа пулаңлатма һәдийә қилинған төш билән көтәрмә һәдийә қилинған арқа путни сән вә оғул-қизлириң биллә пак бир җайда йәңлар; чүнки булар сениң несивәң билән оғуллириңниң несивиси болсун дәп, Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин силәргә берилгән.
15Улар көтәрмә һәдийә қилинған арқа пут билән пулаңлатма һәдийә қилинған төшни отта сунулидиған майлири билән қошуп, Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатма һәдийә сүпитидә пулаңлитиш үчүн кәлтүрсун; Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә булар сениң вә оғуллириңниң несивиси болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимә болиду».
16Андин Муса гуна қурбанлиғи қилидиған текини издивиди, мана у аллиқачан көйдүрүлүп болған еди. Бу сәвәптин у Һарунниң тирик қалған икки оғли Әлиазар билән Итамарға аччиқлинип:
17— Немишкә силәр гуна қурбанлиғиниң гөшини муқәддәс җайда йемидиңлар? Чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинатти, Пәрвәрдигар силәрни җамаәтниң гунайини көтирип улар үчүн униң алдида кафарәт кәлтүрсун дәп, шуни силәргә тәқсим қилған еди.
18Мана, униң қени муқәддәс җайниң ичигә кәлтүрүлмиди; силәр әслидә мән буйруғандәк уни муқәддәс җайда йейишиңлар керәк еди, — деди.  

19Лекин Һарун Мусаға: — Мана, булар бүгүн тоғра иш қилип өзлириниң гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиғини Пәрвәрдигарниң алдида сунди; мениң бешимға шу ишлар кәлди; әгәр мән бүгүн гуна қурбанлиғиниң гөшини йегән болсам, Пәрвәрдигарниң нәзиридә убдан болаттиму? — деди.
20Муса буни аңлап җававидин рази болди.