6Мәсиһ, Рәб Әйсани қандақ қобул қилған болсаңлар, шу һалда Униңда меңиңлар,
7силәр тәлим берилгәндәк Униңда йилтиз тартип, етиқатиңлар қурулуватқан һалда, етиқатта хатирҗәм қилинип, рәхмәт ейтишлар билән ташқинлап турғучи болуңлар;
8һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәнә алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар;