1Силәр ғоҗайинлар, қуллилириңларға адил вә тоғра муамилә қилиңлар; чүнки әрштә өз ғоҗайиниңларниң барлиғини билисиләр.
2Дуа-тилавәткә һәр қандақ вақитта берилиңлар, буниңда рәхмәтләр ейтишип һошияр туруңлар;
3шуниң билән биз үчүнму дуа қилғайсиләрки, Худа бизгә Мәсиһниң сирини җакалаш үчүн Өз сөзигә ишик ачсун; мән дәл сир үчүн зәнҗирләр билән бағланғанмән;
4шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, сирни ашкарилишимға дуа қилиңлар.
5Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар, пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар.
6Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр.
7Сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус силәргә мән тоғрилиқ һәммә ишларни мәлум қилиду.
8Мән уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң әһвалиңларни биливелиши вә шундақла көңлүңларға илһам-риғбәт бериши үчүндур.
9Мән өзи силәрдин болған, садиқ вә сөйүмлүк қериндишимиз Онесимусни униң билән әвәттим; улар силәргә мошу йәрдики барлиқ ишларни мәлум қилиду.
10Түрмидишим болған Аристархус силәргә салам йоллайду; Барнабасниң нәври иниси Маркусму шундақ (силәр униң тоғрилиқ тапшуруқларни тапшурувалдиңлар; у йениңларға кәлсә, уни қобул қилиңлар);
11Юстус дәп аталған Йәшуаму салам йоллайду. Худаниң падишаһлиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мушулар бардур; улар маңа тәсәлли болған.
12Силәрдин болған, Мәсиһ Әйсаниң қули Әпафрас силәргә салам йоллайду; у силәрниң Худаниң пүткүл ирадисидә мукәммәл, камаләткә йетип чиң турушуңлар үчүн һәрдайим силәр үчүн дуаларда күрәш қилиду.
13Чүнки мән униңға гувачимәнки, у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хираполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду.
14Сөйүмлүк тевип болған Луқадин силәргә салам, Демастинму шундақ.
15Лаодикиадики қериндашларға биздин салам, Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар.
16Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар;
17вә Аркиппусқа: «Сән Рәбдә тапшурувалған хизмитиңгә, толуқ әмәл қилишиң үчүн көңүл қойғин» — дәңлар.
18Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам. Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар. Силәргә меһри-шәпқәт болғай!