Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 2

Батур Һакимлар 2:8-13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди.
9Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.
10Бу дәвирдикиләрниң һәммиси өлүп өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди.
11Шуниңдин тартип Исраил Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Баал-бутларниң ибадитигә киришти.
12Улар өзлирини Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлап, әтрапидики таипиләрниң илаһлиридин болған ят илаһларға әгишип, уларға баш уруп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
13Улар Пәрвәрдигарни ташлап, Баал вә Ашәраһларниң қуллуғиға киришти.

Read Батур Һакимлар 2Батур Һакимлар 2
Compare Батур Һакимлар 2:8-13Батур Һакимлар 2:8-13