Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 2

Батур Һакимлар 2:18-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Пәрвәрдигар қачаники улар үчүн батур һакимларни турғузса, Пәрвәрдигар һаман шу батур һаким билән биллә болатти, батур һакимниң һаят күнлиридә уларни дүшмәнлириниң қолидин қутқузуп чиқатти; чүнки уларни харлап әзгәнләр түпәйлидин көтирилгән аһ-зарларни аңлиған Пәрвәрдигар уларға ичини ағритатти.
19Лекин батур һаким өлүп кетиши биләнла, улар арқисиға йенип, ят илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кирип, уларға баш урушуп, өзлирини ата-бовилиридинму зиядә булғайтти; улар нә шу қилмишлиридин тохтимайтти, нә өз җаһил йолидин һеч янмайтти.
20Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қаттиқ туташти, у: — «Бу хәлиқ Мән уларниң ата-бовилириға тапилиған әһдәмни бузуп, авазимға қулақ салмиғини үчүн,

Read Батур Һакимлар 2Батур Һакимлар 2
Compare Батур Һакимлар 2:18-20Батур Һакимлар 2:18-20