Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар - Батур Һакимлар 21

Батур Һакимлар 21:7-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Биз Пәрвәрдигарниң намида бизниң ичимиздин һеч қайсимиз өз қизимизни Биняминларға хотунлуққа бәрмәймиз, — дәп қәсәм қилған едуқ; әнди қандақ қилсақ улардин қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз — дейишти.
8Улар йәнә өз ара: — Исраил қәбилилиридин қайсиси Мизпаһқа, Пәрвәрдигарниң алдиға чиқмиди? — дәп сорашти. Мана, Ябәш-Гилеадлиқлардин һеч қайсиси чедиргаһқа, җамаәткә қошулушқа кәлмигән еди.
9Чүнки хәлиқни санап көргәндә Ябәш-Гилеадниң адәмлиридин у йәрдә һеч ким йоқ еди.
10Шуниң билән җамаәт он икки миң палванни у йәргә әвәтип, уларға тапилап: — Ябәш-Гилеадта туруватқанларни, җүмлидин аяллар вә балиларни уруп-қирип қиличлап өлтүрүветиңлар;
11шундақ қилиңларки, барлиқ әркәкләрни вә әрләр билән биллә болған барлиқ аялларни өлтүрүветиңлар, деди.
12Улар шундақ қилип Ябәш-Гилеадтики хәлқиниң ичидә техи әрләр билән биллә болуп бақмиған төрт йүз қизни тепип, уларни тутуп Қанаан зиминидики Шилоһқа, чедиргаһға елип кәлди.

Read Батур Һакимлар 21Батур Һакимлар 21
Compare Батур Һакимлар 21:7-12Батур Һакимлар 21:7-12