1Вә у йолда кетиветип, туғма қариғу бир адәмни көрди.
2Мухлислири униңдин: — Устаз, ким гуна қилип униң қариғу туғулғиниға сәвәп болған? У өзиму я ата-анисиму? — дәп сорашти.
3Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна садир қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз әмәллири униңда аян қилинсун дәп шундақ болған.
4Күнниң йоруғида, мени Әвәткүчиниң әмәллирини ада қилишим керәк. Кәч кирсә, шу чағда һеч ким иш қилалмайду.
5Мән дунияда турған вақтимда, дунияниң нури өзүмдурмән.
6Бу сөзләрни қилғандин кейин, у йәргә түкүрүп, түкүрүктин лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүрүп қойди