2Симон Петрус, «кош гезәк» дәп аталған Томас, Галилийәдики Каналиқ Натанийәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки мухлис биллә еди.
3Симон Петрус: Мән белиқ тутқили баримән, — деди. Көпчилик: Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти. Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин шу бир кечә һеч нәрсә туталмиди.
4Таң атай дегинидә, Әйса қирғақта туратти, бирақ мухлислар униң Әйса екәнлигини билмиди.
5Шуңа Әйса: — Балилар, силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу? — дәп сориди. — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.
6Әйса уларға — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр, — деди. Шуниң билән улар торни шу яққа ташлап, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди.
7Әйса сөйгән мухлис Петрусқа: — Бу Рәбқу! — деди. Симон Петрус униң Әйса екәнлигини аңлап, тонини өзигә йөгәп (чүнки белиниң асти ялаңач еди) өзини деңизға ташлиди.