Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 7

Росулларниң паалийәтлири 7:23-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
23Лекин униң туғулғиниға қириқ жил тошқанда, өз қериндашлири болған Исраилларниң һалиға йетиш нийитигә кәлди.   
24У улардин бириниң угал қилинип бозәк қилиниватқанлиғини көрүп, уни қоғдап, харланған киши үчүн интиқам елип харлиғучи Мисирлиқни өлтүрди.
25Чүнки у өз қериндашлирини: — Худа мениң қолум арқилиқ бизгә қутқузуш йолини ачқан дәп чүшинидиғу, дәп ойлиған еди. Лекин улар буни чүшәнмиди.
26Әтиси, Муса уларниң арисидики бир уруш-җедәлни көрүп, арисиға кирип яраштурмақчи болуп: Силәр қериндаш туруп, немишкә бир-бириңларға йолсизлиқ қиливатисиләр? — деди.
27Бирақ қериндишини йолсиз бозәк қилған киши уни чәткә иштириветип: — Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту?!
28Мениму түнүгүнки Мисирлиқни өлтүргәндәк өлтүрмәкчимусән? — деди.
29Муса бу сөзни аңлап қорқуп, Мисирдин қечип Мидиян зиминиға берип, у йәрдә мусапир болуп туруп қалди. У шу йәрдә икки оғул пәрсәнд көрди.
30Қириқ жил тошқандин кейин, Синай теғиниң йенидики чөлдә, көйүватқан бир чатқаллиқниң от ялқунида бир пәриштә униңға көрүнди.
31Бу ғайипанә көрүнүшни көргән Муса униңға интайин һәйран болуп қалди; буниң қандақ иш екәнлигини биләй дәп йеқинрақ барғанда Пәрвәрдигарниң авази аңлинип:
32«Мән сениң ата-бовилириңниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худасидурмән» деди. Муса қорқунучта титрәп, қарашқиму җүръәт қилалмиди.

Read Росулларниң паалийәтлири 7Росулларниң паалийәтлири 7
Compare Росулларниң паалийәтлири 7:23-32Росулларниң паалийәтлири 7:23-32