Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 21

Росулларниң паалийәтлири 21:7-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Тур шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, ахирида Питолимайс шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики қериндашлар билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ.
8Әтиси, у йәрдин айрилип, Қәйсәрийә шәһиригә кәлдуқ. Биз бурун Йерусалимдики «йәттә хизмәткар»дин бири болған, хуш хәвәрчи Филипниң өйигә берип қондуқ.  
9Бу кишиниң техи ятлиқ қилинмиған, бешарәт-вәһийләрни йәткүзидиған төрт қизи бар еди.
10Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр Йәһудийә өлкисидин чүшти.
11Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлвеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап: — Муқәддәс Роһ мундақ дәйду: — Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мушундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду! — деди.  

Read Росулларниң паалийәтлири 21Росулларниң паалийәтлири 21
Compare Росулларниң паалийәтлири 21:7-11Росулларниң паалийәтлири 21:7-11