Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 20

Росулларниң паалийәтлири 20:29-36

Help us?
Click on verse(s) to share them!
29Чүнки маңа аянки, мән кәткәндин кейин, чилбөриләр араңларға кирип, падини һеч айимайду,
30һәмдә һәтта араңлардинму бәзиләр мухлисларни өзлиригә тартивелиш үчүн һәқиқәтни бурмилиған түрлүк ишларни сөзләйду.
31Шуңа, сәгәк болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, һәр бириңларға көз яшлирим билән тохтимай несиһәт берип турғанлиғимни есиңларда тутуңлар.
32Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһри-шәпқәт йәткүзидиған сөз-каламиға тапшуримән. Бу сөз-калам етиқатиңларни қурушқа һәм пак-муқәддәс қилинған барлиқ хәлқи арисида илтипат қилинидиған мирастин силәрни несип қилишқа қадирдур.
33Мән һеч қачан һеч кимдин кийим-кечәк яки алтун-күмүч тама қилип бақмиғанмән.
34Силәргә мәлумки, мән икки билигимгә тайинип, өзүмниң вә һәмраһлиримниң һаҗитидин чиқтим.
35Бундақ қилип һәр бир ишларда мән силәргә мушундақ әҗир-әмгәк арқилиқ аҗиз-һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини, шундақла Рәб Әйса өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму бәхитликтур» дегинини есиңлардин чиқармаслиғиңлар керәклигини көрсәттим.
36Бу сөзләрни қилип болуп, у һәммәйлән билән бирликтә тизлинип олтирип дуа қилди.

Read Росулларниң паалийәтлири 20Росулларниң паалийәтлири 20
Compare Росулларниң паалийәтлири 20:29-36Росулларниң паалийәтлири 20:29-36