Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 1

Росулларниң паалийәтлири 1:7-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7У уларға мундақ деди: — Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ.  
8Бирақ Муқәддәс Роһ үстүңларға чүшкәндә силәр күч-қудрәткә егә болисиләр, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә бойичә һәм җаһанниң чәтлиригичә маңа гувачи болисиләр.
9У бу сөзләрни қилип болуп, улар қарап турғанда көтирилди, бир парчә булут уни ариға алди-дә, у уларниң нәзиридин ғайип болди.
10У асманға көтирилгәндә, улар көзлирини көккә тикип қарашқанда, мана туюқсиз уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп:  
11— Әй Галилийәликләр, немишкә өрә турғиниңларчә асманға қарап қалдиңлар? Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду, — деди.  
12Андин улар Йерусалимға йеқин, униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғидин Йерусалимға қайтип кәлди.
13Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики бир өйгә чиқти. Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди.
14Булар бир җан бир дил болуп үзүлдүрмәй берилип дуа-тилавәт қилишти; бу ишта бир йәргә җәм болғанлардин бир қанчә аял, җүмлидин Әйсаниң аниси Мәрйәм һәмдә Әйсаниң инилириму бар еди.
15Шу күнләрниң биридә, Петрус қериндашлар оттурисида өрә туруп (җәм болушқанлар бир йүз жигирмигә йеқин еди) мундақ деди:
16— Қериндашлар, Әйсани тутқанларға йол башлиғучи болған Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан муқәддәс язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши муқәррәр еди.   
17Чүнки Йәһудаму аримиздин бири һесапланған вә Худаниң бу хизмитидин несивиси бар еди
18(у қилған қәбиһликниң инъамидин еришкән пулға бир парчә йәр сетивалған еди, у шу йәрдә бешичилап жиқилип, үчәй-қерини чувулуп кәтти;
19бу иш пүткүл Йерусалимдикиләргә мәлум болуп, улар у йәрни өз тили билән «Һақәлдәма» дәп аташти. Буниң мәниси «қан төкүлгән йәр» дегәнликтур)
20Чүнки Зәбурда Йәһудаға қаритилған муну сөзләр пүтүлгән: — «Униң туралғуси чөлгә айлансун, Униңда һеч турғучи болмисун!» Вә: — «Униң йетәкчилик орниға башқа бириси чиқсун!»  
21Шуниң үчүн, Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши Әйса аримизда жүргән күнләрдә, Йәһя пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин-ахир биллә болған кишиләрдин болуши керәк, — деди.  
23Шуниң билән улар Йүсүп (йәнә Барсабас дәпму аталған, йәнә бир исми Юстус) билән Маттияс дегән икки кишини бекитип, мундақ дуа қилишти:
24— Сән, и һәммә адәмниң қәлбини билгүчи Пәрвәрдигар! Йәһуда тейилип бу хизмәт вә расуллуқтин мәһрум болуп өзигә хас болған йәргә кәтти. Әнди у ташлап қойған хизмәт вә расуллуқниң несивисигә егә болушқа бу иккиләндин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткәйсән!
26Андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди.

Read Росулларниң паалийәтлири 1Росулларниң паалийәтлири 1
Compare Росулларниң паалийәтлири 1:7-26Росулларниң паалийәтлири 1:7-26