6Расуллар униң билән җәм қилинғанда, униңдин: — И Рәб, сән мошу вақитта Исраилниң падишаһлиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән? — дәп сорашқа башлиди.
7У уларға мундақ деди: — Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ.
8Бирақ Муқәддәс Роһ үстүңларға чүшкәндә силәр күч-қудрәткә егә болисиләр, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә бойичә һәм җаһанниң чәтлиригичә маңа гувачи болисиләр.
9У бу сөзләрни қилип болуп, улар қарап турғанда көтирилди, бир парчә булут уни ариға алди-дә, у уларниң нәзиридин ғайип болди.