Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 1

Росулларниң паалийәтлири 1:4-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4вә улар билән җәм қилинғанда мундақ әмир қилди: — «Йерусалимдин айрилмай, силәр мәндин аңлиған, Атиниң вәдисини күтүңлар.  
5Чүнки Йәһя суда чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар көп күнләр өтмәй Муқәддәс Роһта чөмүлдүрүлисиләр».
6Расуллар униң билән җәм қилинғанда, униңдин: — И Рәб, сән мошу вақитта Исраилниң падишаһлиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән? — дәп сорашқа башлиди.  
7У уларға мундақ деди: — Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ.  
8Бирақ Муқәддәс Роһ үстүңларға чүшкәндә силәр күч-қудрәткә егә болисиләр, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә бойичә һәм җаһанниң чәтлиригичә маңа гувачи болисиләр.
9У бу сөзләрни қилип болуп, улар қарап турғанда көтирилди, бир парчә булут уни ариға алди-дә, у уларниң нәзиридин ғайип болди.
10У асманға көтирилгәндә, улар көзлирини көккә тикип қарашқанда, мана туюқсиз уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп:  
11— Әй Галилийәликләр, немишкә өрә турғиниңларчә асманға қарап қалдиңлар? Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду, — деди.  
12Андин улар Йерусалимға йеқин, униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғидин Йерусалимға қайтип кәлди.

Read Росулларниң паалийәтлири 1Росулларниң паалийәтлири 1
Compare Росулларниң паалийәтлири 1:4-12Росулларниң паалийәтлири 1:4-12