Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 16

Росулларниң паалийәтлири 16:26-30

Help us?
Click on verse(s) to share them!
26Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәш йүз бәрди; зинданниң һуллириму тәвринип кәтти вә зинданниң һәммә ишиклири шуан ечилип, һәр бир мәһбусниң кишәнлириму чүшүп кәтти.
27Гундипай уйқидин ойғинип, зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көрүп, мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди.
28Лекин Павлус қаттиқ авазда: — Өзүңгә зәрәр йәткүзмә, һәммимиз бар! — дәп вақириди.
29Гундипай: Чирақларни кәлтүрүңлар дәп товлап ичкиригә етилип кирип, титригән һалда Павлус билән Силасниң айиғиға жиқилди.
30Андин уларни ташқириға елип чиқип: — Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк? — дәп сориди.

Read Росулларниң паалийәтлири 16Росулларниң паалийәтлири 16
Compare Росулларниң паалийәтлири 16:26-30Росулларниң паалийәтлири 16:26-30