1Шу чағларда бәзиләр Йәһудийә өлкисидин келип, Антакядики қериндашларға: — Силәр Муса пәйғәмбәргә тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр! — дәп тәлим беришкә башлиди.
2Бу иш тоғрисида чоң маҗира чиққан болуп, Павлус билән Барнабас иккилән шу кишиләр билән кәскин муназирә қилишқандин кейин, қериндашлар Павлусни, Барнабасни, шундақла уларниң арисидин бир нәччәйләнни бу мәсилә тоғрисида расуллар вә ақсақаллар билән көрүшүшкә Йерусалимға барсун дәп бекитгән.
3Шундақ қилип улар җамаәт тәрипидин йолға селинип, сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә әлләрниңму товва қилип етиқат йолиға киргәнлигини тәпсилий сөзлиди. Бу хәвәр барлиқ қериндашларни зор шатлиққа чөмгүзди.
4Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, улар җамаәттикиләр, расуллар вә ақсақаллар тәрипидин қарши елинип, көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ барлиқ қилған әмәллирини баян қилип бәрди.
5Лекин Пәрисий мәзһипидикиләрдин етиқат йолиға киргән бәзиләр орнидин турушуп: — Мошу ят әлликләрни хәтнә қилиш керәк, шундақла уларға Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға әмәл қилиши керәклигини җекиләш керәк! — деди.
6Шуңа расуллар билән ақсақаллар бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти.
7Узун сөһбәтлишиштин кейин, Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, дәсләптики күнләрдә Худаниң ичиңлардин мени таллап мениң ағзим арқилиқ хуш хәвәрдики сөз-каламни ят әлликләргә аңлитип уларниң етиқат қилишида васитә қилишқа бекиткәнлигидин хәвириңлар бар.
8Вә инсанларниң қәлбини билгүчи Худа Муқәддәс Роһни бизгә ата қилғинидәк, уларғиму ата қилди.
9Шундақ қилип, Худа уларни биз билән һеч қандақ пәриқләндүрмәй, уларниң қәлблирини етиқат арқилиқ пак қилди.
10Әһвал мана шундақ екән, әнди силәр немә үчүн өзимиз вә ата-бовилиримизму көтирәлмигән бир боюнтуруқни мухлисларниң бойниға артмақчи болуп, Худани синимақчи болисиләр?!