18Һәтта улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурбанлиқ қилишини аранла тосувалди.
19Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин бәзи Йәһудийлар келип, кишиләрни өзлиригә қайил қилиши билән, хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди, андин уни өлди дәп қарап, шәһәр сиртиға сөрәп ачиқип ташливәтти.
20Лекин мухлислар униң әтрапиға олашқанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси, у Барнабас билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти.
21Әнди улар Дәрбә шәһиридә хуш хәвәр җакалап, нурғун адәмләрни Мәсиһгә мухлис болушқа киргүзгәндин кейин, иккилән Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди.
22Улар у йәрләрдә мухлисларниң қәлблирини күчәйтип, уларни етиқатта чиң турушқа риғбәтләндүрүп, шундақла: — Биз Худаниң падишаһлиғиға кириштә нурғун җапа-мушәққәтләрни бешимиздин өткүзүшимиз муқәррәр болиду, — дәп несиһәт қилди.
23Улар йәнә һәр қайси җамаәт ичидә ақсақалларни таллап бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири етиқат бағлиған Рәбгә тапшурди.