49Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами пүткүл зиминға тарқалди.
50Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип, Павлус билән Барнабасқа зиянкәшлик қилғузуп, улар иккисини өз жутлиридин қоғлап чиқарди.
51Амма Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип, Коня шәһиригә қарап маңди.
52Антакядики мухлислар болса хошаллиққа һәмдә Муқәддәс Роһқа толдурулди.