16Бирақ Петрус дәрвазини қеқивәрди. Улар чиқип дәрвазини ечип, униң өзини көргәндә һәммәйлән һаң-таң болушти.
17Петрус уларға үн чиқармаслиққа қол ишарити қилип, уларға Рәбниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини ейтип бәрди. Андин кейин, у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә қериндашларға йәткүзүп қоюңлар, — дәп, өзи у йәрдин башқа йәргә кәтти.
18Таң атқанда, қаравуллар Петрус зади немә болди дәп сарисимигә чүшти.
19Һерод уни издәп униң из-деригини тапалмиғачқа, қаравулларни сорақ қилип, уларни өлүмгә мәһкүм қилишни буйруди. Бу иштин кейин, у Йәһудийәдин чүшүп Қәйсәрийә шәһиригә берип шу йәрдә турди.
20Әслидә Һерод хан билән Тур вә Зидондикиләр арисида қаттиқ җедәл бар еди. Һалбуки, Тур вә Зидондикиләр бирлишип, Һеродниң алдиға кәлди. Униң билән яришивелиш үчүн улар алди билән ханниң Биластус исимлиқ шәхсий ғоҗидарини өзлиригә яр-йөләк болушқа қайил қилған еди. Чүнки бу жуттикиләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алатти.
21Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һерод шаһанә тонлирини кийип, сорақ тәхтидә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди.
22Аңлиған хәлиқ: — Бу адәмниң авази әмәс, бәлки бир илаһниң авазидур! — дәп вақирашти.
23Шуан Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси ханни урди; чүнки у шан-шәрәпни Худаға беғишлимиди. Нәтиҗидә, у қурутқа йәм болуп өлди.