22Бу хәвәр Йерусалимдики җамаәтниң қулиқиға йетип кәлди. Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти.
23Барнабас йетип берип, Худаниң меһри-шәпқитини көрүп, хошал болди. У уларниң һәммисини җан-дилидин қәтъийлик билән Рәбгә чиң бағлинишқа риғбәтләндүрди.
24Чүнки у Муқәддәс Роһқа вә иман-ишәшкә толдурулған болуп, яхши бир адәм еди. Шуниң билән зор бир топ адәмләр Рәбгә қошулди.
25Шуниң билән Барнабас Тарсус шәһиригә Саулни издәп барди.
26Уни тепип Антакяға елип кәлди; шундақ болдики, иккилән җамаәт билән биллә сақ бир жил жиғилип, нурғун адәмгә тәлим бәрди. Мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди.