Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 7

Римлиқларға 7:9-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Бир чағларда қанунниң сиртида яшиғинимда һаят едим, лекин қанун әмрини билишим биләнла, гунаму җанлинип, мени өлүмгә елип барди.
10Әслидә кишигә һаятлиқ елип кәлсун дәп буйрулған қанунниң әмри әксичә маңа өлүм елип кәлди.
11Чүнки гуна қанунниң әмри билән һуҗум пурситини тепип, мени аздурди вә әмир арқилиқ мени өлтүрди.
12Буниңдин қариғанда қанун һәқиқәтән пак-муқәддәстур, униң әмриму муқәддәс, тоғра-адаләтлик вә яхшидур.
13Ундақта, яхши болғини маңа өлүм болдиму? Һәргиз ундақ әмәс! Бәлки, гунаниң қәвәтла қәбиһ екәнлиги әмир арқилиқ очуқ ашкарилиниши үчүн, бу яхши әмирниң вастиси билән гуна мәндә өлүм пәйда қилди.
14Тәврат қануниниң «роһқа тәвә» екәнлигини билимиз. Бирақ мән болсам «әткә тәвә»дурмән, демәк гунаға қулдәк сетилғанмән.   
15Чүнки немә қиливатқинимни өзүмму билмәймән. Чүнки өзүм нийәт қилған ишларни қилмаймән; әксичә, нәпрәтлинидиғинимни қилимән.

Read Римлиқларға 7Римлиқларға 7
Compare Римлиқларға 7:9-15Римлиқларға 7:9-15