Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 3

Римлиқларға 3:2-27

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Әмәлийәттә, уларниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң бешарәтлик сөзлири Йәһудийларға аманәт қилинған.
3Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?  
4Һәргиз ундақ қилмайду! Худа растчил һесаплинип, һәммә адәм ялғанчи һесаплансун! Худди муқәддәс язмиларда Худа һәққидә йезилғинидәк: — «Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән».  
5Лекин бизниң һәққанийсизлиғимиз арқилиқ Худаниң һәққанийлиғи техиму ениқ көрситилсә, буниңға немә дәймиз? Һәққанийсизлиқ үстигә ғәзәп төкидиған Худани һәққаний әмәс дәймизму (мән инсанчә сөзләймән)?
6Мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр ундақ болса, Худа аләмни қандақ сораққа тартиду?
7Бәзиләр йәнә: «Мениң ялғанчилқимдин Худаниң һәқиқәтлиги техиму очуқ қилинса, шундақла улуқлуғи техиму йорутулса, әнди мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» дейиши мүмкин.
8Ундақ болғанда немишкә (бәзиләр бизгә төһмәт чаплимақчи болуп, гәплиримизни буривәткәндәк) «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқип қалар» — дейишкә болмайду? Бундақ дегүчиләрниң җазалиниши һәқлиқтур!
9Әнди немә дейиш керәк? Биз Йәһудийлар Йәһудий әмәсләрдин үстүн турамдуқ? Яқ, һәргиз! Чүнки биз жуқурида Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ.  
10Дәрвәқә, муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур,
11Йорутулған киши йоқтур, Худани издигиниму йоқтур.
12Һәммә адәм йолдин чәтниди, Уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.  
13Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, Тиллири каззаплиқ қилмақта; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду;   
14Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған.  
15«Путлири қан токүшкә алдирайду;
16Барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур.
17Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс».  
18«Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур».  
19Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун, дегәнликтур.
20Шуңа, һеч қандақ әт егиси Тәврат-қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән Худаниң алдида һәққаний һесапланмайду; чүнки Тәврат қануни арқилиқ инсан өз гунайини тонуп йетиду.
21Бирақ, һазир қанун йоли билән әмәс, бәлки Худаниң Өзидин кәлгән бирхил һәққанийлиқ ашкариланди! Бу хил һәққанийлиққа қанунниң өзи вә пәйғәмбәрләрниң язмилириму гувалиқ бәргәндур;
22йәни, Худаниң Әйса Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучиларниң һәммисиниң ичигә һәм үстигә йәткүзидиған һәққанийлиғидур! Бу ишта айримчилиқ йоқтур
23(чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди)
24Чүнки етиқатчиларниң һәммиси Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ, Худаниң меһри-шәпқити билән бәдәлсиз һәққаний қилиниду.  
25Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; инсанларниң Униң қурбанлиқ қениға ишәш бағлиши билән қурбанлиқ инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти.   
26Буниңға охшаш бу қурбанлиқ арқилиқ У һазирқи заманда болған һәққанийлиғиниму көрсәткән. Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди.
27Ундақ болса, инсанниң немә махтанғичилиги бар? Махтиниш йоқ қилинди! — Немә принсипқа асасән? Қанунға интилиш принсипи биләнму? — Яқ! «Етиқат» принсипи билән!

Read Римлиқларға 3Римлиқларға 3
Compare Римлиқларға 3:2-27Римлиқларға 3:2-27