Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 2

Римлиқларға 2:2-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Бизгә мәлумки, Худаниң ундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқириши мутләқ һәқиқәткә асасланғандур.
3Шуңа, и шундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқарғучи, шундақла шуниңға охшаш ишларни қилғучи инсан, өзүң Худаниң һөкүмидин қачалаймән дәп хиял қиламсән?
4Яки Худаниң меһриванлиғиниң сени товва қилиш йолиға башлайдиғанлиғини һеч билмәй, униң меһриванлиғи, кәң қосақлиғи вә сәвир-тақитиниң моллуғиға сәл қараватамсән?
5Әксичә, товва қилмайдиған җаһиллиғиң вә таш жүрәклигиңдин, Худа адил һөкүмини аян қилидиған ғәзәплик күни үчүн сән өз бешиңға чүшидиған ғәзивини топлаватисән.
6Худа һәр кимгә өз әмәллиригә яриша иш көриду.
7Яхши ишларни сәвирчанлиқ билән қилип, шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқни издигәнләргә У мәңгүлүк һаят ата қилиду;
8лекин шәхсийәтчиләргә, һәқиқәткә тән бәрмәй, әксичә һәққанийәтсизликкә әгәшкәнләргә ғәзәп-қәһр яғдурулиду;
9яманлиқ қилидиған барлиқ җан егисигә, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә күлпәт вә дәрд-әләм чүшиду;
10бирақ, барлиқ яхшилиқ қилғучиларға, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә аман-хатирҗәмлик тәқдим қилиниду.

Read Римлиқларға 2Римлиқларға 2
Compare Римлиқларға 2:2-10Римлиқларға 2:2-10