23Йәһудийларму етиқатсизлиқта чиң туривалмиса, әслидики дәрәққә улиниду. Чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур.
24Чүнки әгәр сән явайи зәйтун дәриғидин кесип елинип, тәбиий қанунийәткә хилап һалда бағдики яхши зәйтун дәриғигә уланған йәрдә, әслидики бу тәбиий шахларниң өз дәриғикә улиниши техиму мүмкинғу?!
25Қериндашлар, өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн, вәһий қилинған шу сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймәнки, та Худа таллиған Йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә, Исраилниң бир қисми таш жүрәкликкә қалдурулиду;
26андин пүткүл Исраил қутқузулиду. Бу тоғрилиқ муқәддәс язмиларда мундақ йезилған: — «Қутқузғучи Зиондин келип, Ипласлиқни Яқуптин йоқ қилиду.
27Мән уларниң гуналирини елип ташливәткинимдә, Мана бу улар билән түзидиған әһдәм болиду».
28Әнди хуш хәвәр җәһәттин қариғанда, силәрниң бәхитиңлар үчүн Йәһудий хәлқи хуш хәвәргә дүшмән қилип бекитилгән; бирақ Худаниң таллиши җәһәттин қариғанда, ата-бовилиримиз сәвәвидин сөйүлгәндур.
29Чүнки Худа Өзи бәргәнлирини вә чақириқини қайтурувалмайду.
30Силәр әлликләрму бир чағларда Худаға итаәт қилмиған болсаңларму, Йәһудийларниң итаәтсизлигиниң нәтиҗисидә һазир рәһим-шәпқәткә ериштиңлар.
31Йәһудийлар болса итаәт қилмай келиватиду; Худаниң буниңдики мәхсити, силәргә көрсәткән рәһим-шәпқәт арқилиқ уларниму рәһим-шәпқәткә ериштуруштин ибарәттур.
32Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди.
33— Аһ! Худаниң даналиғи вә илим-һекмитиниң бибаһа байлиқлири һәм һесапсиз чоңқурлуғи! Униң һөкүмилириниң тегигә йәткили болмас! Униң йоллири издәп тепиштин шунчә жирақтур!
34«Кимму Пәрвәрдигарниң ой-муддиалирини чүшинип йәтти? Кимму Униңға мәслиһәтчи болалиди?»