30үчинчи күни Исраиллар илгәрки икки қетимқидәк Биняминларға һуҗум қилишқа Гибеаһниң удулиға келип сәп түзди.
31Бинямин Исраил хәлқигә қарши җәңгә чиқивиди, хәлиқ уларни шәһәрдин аздуруп чиқти. Улар Бәйт-Әлгә чиқидиған йол вә Гибеаһқа баридиған йолниң үстидә һәм далада хәлиқни илгәрки икки қетимқидәк уруп қирғили турди. Исраилниң адәмлиридин оттузчә кишини өлтүрди.
32Биняминлар: — Улар йәнила авалқидәк мәғлуп болди, — дейишти. Амма Исраил: — Бизләр қечип уларни шәһәрдин әгәштүрүп чиқип, йолларға елип чиқайли, дәп мәслиһәтлишивалған еди.
33Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири өз җайидин қопуп Баал-Тамарға берип сәп түзди, пистирмида турған Исраилларму өз җайидин, йәни Гебадики чимәндин чиқип кәлди.
34Исраилниң арисидин сәрхил он миң киши Гибеаһниң удулидин униңға һуҗум қилди, җәң қаттиқ болди. Лекин Биняминлар өзлириниң үстигә бала йеқинлашқинини билмәй қалди.