3Болмиса, Мән уни қип-ялаңач қилип қойимән, туғулған күнидикидәк анидин туғма қилип қойимән; Мән уни худди чөл-баяванға охшаш қилимән, Уни бир қағҗирақ йәргә айландуримән, Уни уссузлуқ билән өлтүримән;
4Униң балилириға рәһим қилмаймән, Чүнки улар паһишиликләрдин төрәлгән балилардур.
5Чүнки уларниң аниси паһишилик қилған, Уларни қарнида көтәргүчи номуссизлиқ қилған; Чүнки у: «Мән маңа нан вә сүйүмни, жуң вә канапимни, зәйтун мейим вә ичимлик-шараплиримни тәминлигүчи ашнилиримға интилип уларни қоғлишимән» — деди.
6— Шуңа мана, Мән йолуңни тикән-җиғанлиқлар билән читлап қоршивалимән, Исраилниң әтрапини там билән тосимән, у чиғир йоллирини тапалмайдиған болиду.