Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 8

Юһанна 8:54-59

Help us?
Click on verse(s) to share them!
54Әйса җавапән мундақ деди: — Әгәр мән өзүмни улуқлисам, ундақта улуқлуғум һеч нәрсә һесапланмайтти. Бирақ мени улуқлиғучи — силәр «У бизниң Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур.
55Силәр Уни тонумидиңлар, лекин мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болаттим; бирақ мән Уни тонуймән вә Униң сөз-каламини тутимән.
56Атаңлар Ибраһим мениң күнүмни көридиғанлиғидин яйрап-яшниди һәм дәрвәқә уни алдин-ала көрүп шатланди.  
57— Сән техи әллик яшқа кирмәй туруп, Ибраһимни көрдүңму? — дейишти улар.
58Әйса уларға: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, Ибраһим туғулмастила, мән Бар Болғучидурмән! — деди.
59Буниң билән улар уни чалма-кесәк қилғили қоллириға йәрдин таш алди; лекин Әйса уларға көрүнмәй, уларниң оттурисидин өтүп ибадәтханидин чиқип кәтти.  

Read Юһанна 8Юһанна 8
Compare Юһанна 8:54-59Юһанна 8:54-59