1Әнди Пәрисийләрниң «Әйсаниң мухлис қилип чөмүлдүргәнлири Йәһяниңкидин көп екән» дегән хәвәрни аңлиғинини Рәб уққандин кейин
2(әмәлийәттә Әйса өзи әмәс, мухлислири чөмүлдүрәтти)
3у Йәһудийә өлкисидин чиқип йәнә Галилийәгә кәтти.
4Әнди у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди.
5Шуниң билән у Яқуп өз оғли Йүсүпкә бәргән йәргә йеқин болған Самарийәниң Сихар дегән бир шәһиригә кәлди.
6Шу йәрдә «Яқупниң қудуғи» бар еди. Әйса сәпиридә чарчиғинидин қудуқниң қешиға келип олтарди. Бу тәхминән алтинчи саат еди.
7Әйсаниң мухлислири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда, Самарийәлик бир аял су алғили кәлди. Әйса униңға: — Маңа ичкили су бәргин, — деди.
9Аял униңдин: — Өзиңиз Йәһудий турсиңиз, мәндәк Самарийәлик бир аялдин қандақларчә ичкили су тәләп қилип қалдиңиз? — дәп сориди (чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти).
10Әйса униңға җавапән: — Әгәр сән Худаниң соғитиниң немилиги вә сәндин су сориғучиниң ким екәнлигини билсәңиди, ундақта сән униңдин тиләйттиң вә у саңа һаятлиқ сүйини берәтти.
11Аял униңдин: — Тәхсир, су тартқидәк һеч нәрсиңиз болмиса, униң үстигә қудуқ чоңқур турса, һаятлиқ сүйини нәдин алисиз?
12Әҗәба, бу қудуқни бизгә мирас қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән — деди.