11Рәб униңға: — Сән дәрһал «Түз» дәп аталған кочиға берип, Йәһуданиң өйидин Тарсуслуқ Саул исимлиқ бирини сорап тап; чүнки мана, у дуа-тилавәт қиливатиду.
12У дуа қиливатқинида, ғайипанә көрүнүштә Ананияс исимлиқ бир кишиниң келип, көзини көридиған қилиш үчүн үстигә қолини тәккүзгәнлигини көрди, — деди.
13Ананияс: — И Рәб, мән бу адәмниң хәвирини нурғун кишиләрдин аңлидим, у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән!