Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 3

Росулларниң паалийәтлири 3:9-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Барлиқ халайиқ униң меңип Худаға мәдһийә оқуғанлиғини көрүп
10униң ибадәтханидики «гөзәл дәрваза» алдида сәдиқә тиләп олтиридиған һелиқи адәм екәнлигини тонуп, униңда йүз бәргинигә һәйрануһәс болуп даң қетип қелишти.
11Сақайған киши Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалғанда, һәйран болушқан барлиқ хәлиқ уларниң йениға ибадәтханидики «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгүрүп келишти.
12Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: — И Исраиллар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Биз худди өз күч-кудритимиз яки ихласмәнлигимизгә тайинип бу адәмни маңдурғандәк бизгә неманчә тикилип қарайсиләр?
13Әмәлийәттә болса, ата-бовилиримизниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси Өз хизмәткари болған Әйсани шан-шәрәп билән улуқлиған. Бирақ силәр болсаңлар уни римлиқларға тутуп бәрдиңлар; андин валий Пилатус уни қоюп беришни һөкүм қилғандин кейин, силәр Пилатусниң алдида униңдин тенип рәт қилиштиңлар.   
14Мана силәр Муқәддәс вә Һәққаний Болғучидин тенип, уни рәт қилип Пилатустин униң орниға бир қатилни қоюп беришни тәләп қилдиңлар.
15Шундақ қилип, һаятлиқни барлиққа Кәлтүргүчини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа уни өлүмдин тирилдүрди, биз мана буниңға гувачидурмиз.   
16Мана униң намиға қилған етиқат арқилиқ, униң нами силәр көрүватқан вә тонуйдиған бу адәмгә дәрман киргүзди; униң арқилиқ болған етиқат у кишини көз алдиңларда сәллимаза сақ-саламәт қилди.
17Әнди қериндашлар, силәрниң вә шуниңдәк силәрниң башлиқлириңларниңму бу ишни ғәпләттә қилғанлиғиңларни билимән.

Read Росулларниң паалийәтлири 3Росулларниң паалийәтлири 3
Compare Росулларниң паалийәтлири 3:9-17Росулларниң паалийәтлири 3:9-17