Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 2

Росулларниң паалийәтлири 2:21-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
21Һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду».  
22Әй Исраиллар, мошу сөзләрни аңлаңлар. Насарәтлик Әйса болса, Худа араңларда у арқилиқ көрсәткән қудрәтлик әмәлләр, карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр билән силәргә тәстиқлиған бир зат — бу ишлар һәммиңларға мәлум —
23у киши Худаниң бекиткән мәхсити вә алдин-ала билиши бойичә сатқунлуққа учрап тутуп берилгәндин кейин, силәр уни Тәврат қанунисиз жүргән адәмләрниң қоли арқилиқ крестләп өлтүргүздүңлар.   
24Лекин Худа уни өлүмниң азапларниң илкидин азат қилип қайта тирилдүрди. Чүнки өлүмниң уни тутқун қилиши һәргиз мүмкин әмәс.
25Давут Зәбурда у тоғрилиқ мундақ алдин-ала ейтқан: «Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимда көрүп келиватимән; У оң йенимда болғачқа, Мән һәргиз тәврәнмәймән.
26Шуңа мениң қәлбим хошалланди, Мениң тилим шатлинип яйриди; Мениң теним үмүт-арзу ичидә туриду;
27Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучуңға чиришләрни көргүзмәйсән.
28Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; Һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».  
29Қериндашлар, мән атимиз падишаһ Давут тоғрилиқ һеч иккиләнмәй шуни ейтимәнки, у өлди вә униң қәбри бүгүнки күнгичә аримизда бар.
30Әнди у пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә олтиришқа өз пуштидин бирәйләнни турғузушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти.   
31У Мәсиһниң өлгәндин кейин тирилдүрүлидиғинини алдин-ала көрүп йәткән вә бу мунасивәт билән Мәсиһниң тәһтисарада қалдурулмайдиғинини вә тениниң чиримәйдиғинини тилға алған.
32Худа дәл бу Әйсани өлүмдин тирилдүрди, вә һәммимиз бу ишниң гувачилиримиз.

Read Росулларниң паалийәтлири 2Росулларниң паалийәтлири 2
Compare Росулларниң паалийәтлири 2:21-32Росулларниң паалийәтлири 2:21-32