Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 2

Росулларниң паалийәтлири 2:13-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
13Амма бәзиләр: — Булар йеңи шарап билән убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти.
14Амма Петрус қалған он бирәйлән билән орнидин туруп, авазини көтирип көпчиликкә мундақ деди: — Әй Йәһудийәдикиләр вә Йерусалимда барлиқ туруватқанлар! Бу иш силәргә мәлум болғайки, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
15Булар силәр ойлиғандәк мәс әмәс, чүнки һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди.
16Әмәлийәттә бу дәл Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған шу иштур:
17— «Худа мундақ деди: «Мән ахирқи күнләрдә Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән; Силәрниң оғул-қизлириңлар вәһийлик бешарәт йәткүзиду, Силәрниң жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду; Силәрниң қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду;  

Read Росулларниң паалийәтлири 2Росулларниң паалийәтлири 2
Compare Росулларниң паалийәтлири 2:13-17Росулларниң паалийәтлири 2:13-17