Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 17

Росулларниң паалийәтлири 17:16-31

Help us?
Click on verse(s) to share them!
16Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, пүткүл шәһәрдикиләрниң бутпәрәсликкә берилип кәткәнлигини көрүп, роһи қаттиқ азапланди.
17Шуңа у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән һәм шуниңдәк һәркүни базарда учриғанла кишиләр билән муназирилишәтти.
18«Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Улардин бәзиләр: — Бу биләрмән почи немә дәп җөйлүватиду? — дейишти. Йәнә бәзиләр Павлусниң Әйса вә адәмләрниң өлүмдин тирилдүрүлидиғанлиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалиғанлиғидин: — У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду! — дейишти.
19Шуңа, улар Павлусни елип «Ареопагус» дегән кеңәш мәйданиға апирип: — Сән тарқитиватқан йеңи тәлимиңниң немә екәнлигини бизму билсәк қандақ?
20Чүнки сән бәзи ғәйрий ишларни қулиқимизға йәткүзүватисән, биз уларниң мәниси зади немә екәнлигини билгүмиз бар, — дейишти
21(әнди Афиналиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси вақтини бирәр йеңилиқни йәткүзүш яки аңлаштин башқа ишқа сәрп қилмайтти).
22Шуңа Павлус Ареопагус мәйданиниң оттурисиға чиқип мундақ деди: Әй Афина хәлқи! Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум.
23Чүнки һәммә йәрни арилап, силәрниң тавапгаһлириңларни көздин кәчүргинимдә, үстигә «Намәлум бир Худаға аталған» дәп пүтүлгән беғишлимиси бар йәнә бир қурбангаһни көрдүм. Әнди мән силәр тонумай туруп ибадәт қиливатқан шу Худани мана һазир силәргә тонуштуруп җакалай.
24Пүткүл аләмни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа асман-зиминниң Егиси болуп, инсанларниң қоли билән ясалған ибадәтханиларда турмайду,
25яки бирәр нәрсигә һаҗити чүшкәндәк инсанларниң қоллириниң әҗригә муһтаҗ әмәстур, чүнки У Өзи һәммә җаниварға һаятлиқ, нәпәс, шундақла еһтияҗлиқ болған һәммә нәрсини ата қилиду.
26У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларға хас болған пәйт-пәсилләр һәмдә туридиған җайлириниң пасиллирини алдин бәлгүләп бәрди.   
27Буларниң мәхсити «Инсанлар мени издисун, бәлким силаштуруп тапсун» дегәнликтур. Әмәлийәттә, у һеч қайсимиздин жирақ әмәс.
28Чүнки биз Униңда яшаймиз, һәрикәт қилимиз вә Униңда вуҗудимиз бардур; араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!».
29Шуңа, Худаниң нәсли болғачқа, биз Тәңри Болғучини алтун-күмүч яки таштин ясалған, һүнәрвәнниң маһарити вә тәсәввури билән оюлған бирәр нәрсигә охшайду, дәп ойлимаслиғимиз керәк.
30Шуңа Худа бурунқи заманлардикиләрниң шундақ ғәпләтлик вақитлирини нәзиридин сақит қилғини билән, лекин бүгүнки күндә У һәммила йәрдә пүтүн инсанларни гуналириға товва қилишқа әмир қилмақта!
31Чүнки У Өзи тиклигән инсан арқилиқ пүткүл дунияни һәққанийлиқ билән сорақ қилидиған бир күнини бәлгүлиди; У уни өлүмдин тирилдүргәнлиги билән бу ишниң муқәррәр екәнлигигә испат бәргән еди.

Read Росулларниң паалийәтлири 17Росулларниң паалийәтлири 17
Compare Росулларниң паалийәтлири 17:16-31Росулларниң паалийәтлири 17:16-31