Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 16

Росулларниң паалийәтлири 16:29-40

Help us?
Click on verse(s) to share them!
29Гундипай: Чирақларни кәлтүрүңлар дәп товлап ичкиригә етилип кирип, титригән һалда Павлус билән Силасниң айиғиға жиқилди.
30Андин уларни ташқириға елип чиқип: — Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк? — дәп сориди.
31Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар.  
32Шуниң билән, иккилән униңға вә униң барлиқ аилисидикиләргә Рәбниң сөз-каламини йәткүзди.
33Кечә шу саатниң өзидила гундипай уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди; андин у дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди;
34иккиләнни өз өйигә башлап келип, уларниң алдиға дәстихан салди. У пүткүл аилисидикиләр билән Худаға етиқат қилғанлиқтин зор шатланди.
35Әтиси әтигәндә, сорақчи әмәлдарлар ясавулларни зинданға әвәтип: — У иккиләнни қоюветиңлар! — дәп буйруди.
36Гундипай Павлусқа бу сөзни йәткүзүп: — Сорақчи әмәлдарлар иккиңларни қоюветиш ярлиғини чүшүрди. Силәр әнди зиндандин чиқип, теч-аман йолуңларға чиқиңлар, — деди.
37Бирақ Павлус ясавулларға: — Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди. Әнди улар һазир бизни йошурунчә қоғлимақчиму? Яқ, бундақ қилса болмайду! Әмәлдарлар өзлири келип бизни чиқарсун! — деди.
38Ясавуллар бу сөзләрни сорақчи әмәлдарларға йәткүзди. Улар иккиләнниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти;
39уларниң көңлини елишқа зинданға берип, уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишни қайта-қайта өтүнди.
40Иккилән зиндандин чиқиши билән Лидяниң өйигә барди; андин у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни риғбәтләндүргәндин кейин, йолға чиқип кәтти.

Read Росулларниң паалийәтлири 16Росулларниң паалийәтлири 16
Compare Росулларниң паалийәтлири 16:29-40Росулларниң паалийәтлири 16:29-40