Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 15

Росулларниң паалийәтлири 15:12-40

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12Бу сөздин кейин, Барнабас билән Павлус чиқип, Худа өзлири арқилиқ ят әлликләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗизилик аламәтләрни вә карамәтләрни баян қилип бәрди; көпчилик уларға қулақ селип сүкүттә турди.
13Уларниң сөзи түгигәндин кейин, Яқуп мундақ деди: — Қериндашлар, маңа қулақ селиңлар!
14Баятин Шимеон Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғини чүшәндүрүп өтти.
15Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға уйғун келиду, худди муқәддәс язмиларда муну сөзләр пүтүлгәндәк: —
16— ««Мошу ишлардин кейин, Мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән, Униң харабиликлирини қайта бена қилип, әслигә кәлтүримән.
17Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» дәйду бу ишларни әмәлгә Ашурғучи вә шундақла уларни әзәлдин аян қилип кәлгән Пәрвәрдигар!»  
19— Шуниң үчүн хуласәм шуки, ят әлликләр арисидин товва қилип Худаға етиқат бағлиғанларға аварә-еғирчилик селип қоймаслиғимиз керәк;
20пәқәт уларға: «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли.   
21Чүнки қедимки дәвирләрдин тартип һәр шәһәрдә шабат күнидә синагогларда Муса пәйғәмбәрниң ейтқанлири оқулуп, униң көрсәтмилири үгитилип кәлгән.
22Шуниң билән расуллар, ақсақаллар, шундақла Йерусалимдики пүткүл җамаәттикиләр өз арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнабас билән биллә Антакяға әвәтишни лайиқ көрди. Әслидә қериндашлар ичидә башламчи болған Йәһуда (Барсабас дәпму атилиду) билән Силаслар буниңға талланди.
23Хәт болса уларға тапшурулди, униңда мундақ йезилған еди: — «И Антакя, Сурийә вә Киликийәдә туруватқан ят әллик қериндашлар, — Йерусалимдики қериндашлириңлардин, расуллар билән ақсақаллардин силәргә салам!
24Аримиздин бәзи кишиләр чиқип йениңларға берип, сөзлири билән силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ.   
25Шу сәвәптин, биз бу ишта ойлиримиз бир йәрдин чиққандин кейин, аримиздин талланған бир нәччәйләнни сөйүмлүк Барнабас вә Павлусимиз билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.
26Бу иккилән Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами үчүн һаятини хәтәргә тәвәккүл қилған кишиләрдур.
27Шуңа биз Йәһуда билән Силасни язғанлиримизни силәргә өз ағзи биләнму сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәттуқ.
28Гәпниң поскаллисиға кәлсәк, Муқәддәс Роһқа, шундақла бизләргиму шу лайиқ көрүнгәнки, төвәндики зөрүр болған ишлардин сирт, силәргә һеч қандақ башқа ишни жүклимәслигимиз керәк:
29— Бутларға аталған нәрсиләрдин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридин йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин нери болуш — силәр мошу бир нәччә иштин сақлансаңлар, яхши қилған болисиләр. Аман-хатирҗәм болуңлар!»
30Шундақ қилип, улар қериндашлар тәрипидин йолға селинип, Антакяға барди. У йәрдә пүтүн җамаәттикиләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди.
31Улар хәтни оқуп, униңдин болған риғбәт-тәсәллидин зор шатланди.
32Йәһуда вә Силаслар өзлириму пәйғәмбәрләрдин болуп, қериндашларни нурғун сөз-несиһәтләр билән риғбәтләндүрүп, уларни қувәтләндүрди.
33Йәһуда вә Силаслар у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин, Антакядики қериндашларниң сәпиригә аманлиқ тилигән һалда узитиши билән, улар өзлирини әвәткән Йерусалимдикиләрниң қешиға қайтти.
34Лекин Павлус вә Барнабас Антакяда қелип, башқа нурғун қериндашларниң һәмкарлиғида тәлим берип Рәбниң сөз-каламидики хуш хәвирини җакалап турди.
36Лекин йәнә бир нәччә күнләрдин кейин Павлус Барнабасқа: Биз бурун Рәбниң сөз-каламини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, қериндашларниң йениға берип, һалини сорап келәйли, — деди.
37Барнабас болса Юһанна (Маркусму дейилиду)ни биллә елип бармақчи болған еди.
38Бирақ Павлус алдинқи қетим Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән, Рәбниң хизмитидә улар билән биллә давамлиқ сәпәр қилмиған Маркусни йәнә елип беришни ақиланилик әмәс дәп қариди.
39Шуниң билән иккилән оттурисида бәк кәскин ихтилап болуп, ахир берип улар бир-биридин айрилип кетишти. Барнабас Маркусни елип, кемигә олтирип Сипрус арилиға кәтти.
40Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти.

Read Росулларниң паалийәтлири 15Росулларниң паалийәтлири 15
Compare Росулларниң паалийәтлири 15:12-40Росулларниң паалийәтлири 15:12-40