Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 12

Росулларниң паалийәтлири 12:8-16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8Пәриштә униңға: — Белиңни бағливал! Кәшиңниму кий! — деди. Петрус униң дегинини қилди. Андин у: — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң! — деди.
9Петрус униңға әгишип камердин чиқти. Бирақ у пәриштиниң вастиси билән болуватқан бу ишларниң растлиғини билмәй, бәлки бир ғайипанә көрүнүш көрүптимән, дәп ойлавататти.
10Улар биринчи вә иккинчи күзәттин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза улар үчүн өзлүгидин ечилип кәтти. Улар чиқип, бир кочидин өткәндә, пәриштә туюқсиз униң йенидин кәтти.
11Шу чағда, Петрус есигә келип, өз-өзигә: «Дәрвәқә әнди Рәб Өз пәриштисини әвәтип, мени Һеродниң қолидин вә Йәһудий хәлқиниң күткәнлириниң һәммисидин қутқузупту, дәп билдим» — деди.
12Һәқиқий әһвални чүшинип йәткәндә, у Маркус дәпму атилидиған Юһаннаниң аниси Мәрйәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип дуа-тилавәт қиливататти.
13У дәрвазиниң ишигини қаққанда, Рода исимлиқ бир дедәк авазни аңлап чиқти.
14У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикни ечишқиму үлгүрмәй жүгүрүп келип, һәммәйләнгә: — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.
15Лекин улар: — Сараң болуп қалдиңғу! — дейишти. Бирақ у: — Раст шундақ, дәп турувалди. Улар: — У униң пәриштиси болса керәк! — дейишти.
16Бирақ Петрус дәрвазини қеқивәрди. Улар чиқип дәрвазини ечип, униң өзини көргәндә һәммәйлән һаң-таң болушти.

Read Росулларниң паалийәтлири 12Росулларниң паалийәтлири 12
Compare Росулларниң паалийәтлири 12:8-16Росулларниң паалийәтлири 12:8-16