Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 16

Римлиқларға 16:17-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
17Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә қарши чиққан, араңларда ихтилапларни пәйда қилидиған вә адәмни етиқат йолидин тейилдуридиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин нери болуңлар.
18Бундақ кишиләр Рәббимиз Мәсиһкә әмәс, бәлки өз қарниға қул болиду; улар силиқ-сипайә гәпләр вә хушамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду.
19Силәрниң Рәбкә болған итаәтмәнлигиңлардин һәммәйлән хәвәр тапти. Шуңа әһвалиңлардин шатлинимән; шундақтиму, яхши ишлар җәһәттә ақил болушуңларни, яман ишларға нисбәтән надан болушуңларни халаймән.
20Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа узун өтмәй Шәйтанни аяқ астиңларда йәнҗийду. Рәббимиз Әйсаниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!
21Хизмәтдишим Тимотий, Йәһудий қериндашлирим Лукюс, Ясон вә Соспатирлардин силәргә салам.
22(ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән).
23Маңа вә өйидә дайим жиғилидиған пүтүн җамаәткә саһибханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ерастус силәргә салам йоллайду, қериндишимиз Кувартусму шундақ.
24Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай! Амин!
25Узун заманлардин буян сүкүттә сақлинип кәлгән сирниң вәһий қилиниши бойичә, мениң арқилиқ йәткүзүлгән бу хуш хәвәр, йәни Әйса Мәсиһниң җакалиниши билән силәрни мустәһкәмләшкә қадир Болғучиға шан-шәрәп болғай!

Read Римлиқларға 16Римлиқларға 16
Compare Римлиқларға 16:17-25Римлиқларға 16:17-25