Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 2

Луқа 2:29-46

Help us?
Click on verse(s) to share them!
29«Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән;  
30Чүнки өз көзүм Сениң ниҗатиңни көрди,
31Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән;  
32У әлләргә вәһий болидиған нур, Вә хәлқиң Исраилниң шан-шәривидур!»  
33Балиниң ата-аниси бала һәққидә ейтилғанлириға интайин һәйран қелишти.
34Симеон уларға бәхит тиләп, аписи Мәрйәмгә мундақ деди: — Мана! Бу бала Исраилдики нурғун кишиләрниң жиқилиши вә нурғун кишиләрниң көтирилиши үчүн тайинланди, шундақла кишиләр қарши чиқип һақарәтләйдиған, Худаниң бешарәтлик аламити болиду.
35Шуниң билән нурғун кишиләрниң көңлидики ғәрәзлири ашкарилиниду — вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!
36Шу йәрдә Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәрму бар еди. У қиз вақтида әргә тәккәндин кейин униң билән йәттә жил биллә яшап,
37андин сәксән төрт жил тул турған еди. У ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, кечә-күндүз роза тутушлар вә дуалар билән Худаға ибадәт қилатти.   
38У дәл шу пәйттә йетип келип Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтти, һәмдә Йерусалимда ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиққа бала тоғрисида сөз қилди.
39Йүсүп билән Мәрйәм Тәвратта бекитилгән барлиқ ишларни ада қилғандин кейин, Галилийәгә, өз шәһири Насарәткә қайтти.
40Бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди, Худаниң меһри-шәпқитиму униң үстидә еди.  
41Униң ата-аниси һәр жили «өтүп кетиш һейти»да Йерусалимға баратти.
42Әйса он икки яшқа киргән жили, улар уни елип, һейтниң адити бойичә йәнә чиқип барди.
43Һейт күнлирини өткүзгәндин кейин, улар өйигә қарап кетиватқанда, бала Әйса Йерусалимда қалди. Ата-анисиниң бу иштин хәвири йоқ еди,
44бәлки уни сәпәрдаш-һәмраһлири билән биллә келиватиду, дәп ойлап, бир күн йол жүрди. Андин улар уни уруқ-туққанлари вә дост-бурадәрлири арисидин издәшкә башлиди;
45издәп тапалмай, улар кәйнигә йенип Йерусалимға берип йәнә издиди.
46Вә шундақ болдики, үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлаватқан һәм улардин соал сораватқанниң үстидә тапти.

Read Луқа 2Луқа 2
Compare Луқа 2:29-46Луқа 2:29-46